мексикада башланған қара гуруһлар оттурисидики тоқунуш давамлашмақта

түнүгүн мексиканиң шималидики қара гуруһлар оттурисидики тоқунушта өлгәнләрнииң сани 34 кә йәтти.

1665414
мексикада башланған қара гуруһлар оттурисидики тоқунуш давамлашмақта

түркийә авази радийоси хәвири: ла җорнада тор бетиниң хәвиригә асасланғанда, мексиканиң закатекас өлкисидә рәқиб гуруһлар районниң контроллуқини талишип еғир қораллар билән бир-биригә һуҗум қилған. һуҗумда қаза қилғанларниң сани көпәймәктә.

алақидар мәсуллар тоқунушниң җалиско йеңи әвлад қара гуруһи (CJNG) билән синалоа қара гуруһи оттурисида йүз бәргәнликини вә түнүгүндин буйан һайатидин айрилғанлар саниниң әслидики 18 дин 34 кә көпәйгәнликини елан қилди.

дөләт муһапизәт әтрити районға әвәтилгәндин башқа йәнә, дөләт тәптиш әмәлдарлири қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлири билән вәқәләрни һәр тәрәплик тәкшүрүшкә йолланди.

мексиканиң әң күчлүк вә әң зораван җинайәт тәшкилати дәпму билинидиған җәлиско горуһи район вә униң әтрапидики җайларниң контроллуқини талишип, синалоа гуруһи билән тоқунушмақта.

мексикада 2006-йили қара гуруһларни йоқитиш үчүн башланған күрәш йаратқан тоқунуш муһитида һазирға қәдәр 300 миңдин артуқ адәм қаза қилди. бу җәрйанда 340 миңдин артуқ мексикалиқ өй -маканлиридин айрилишқа мәҗбур болди. тәхминән 40 миң киши ғайиб болди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر