йавропа иттипақи – түркийә оттурисида йуқири қатламлиқ дийалог өткүзүш қарарлаштурулди

йавропа иттипақи түркийә билән йуқири қатламлиқ дийалог өткүзүшкә тәййарлиқ хизмити ишләшни қарарлаштурди.

1664386
йавропа иттипақи – түркийә оттурисида йуқири қатламлиқ дийалог өткүзүш қарарлаштурулди

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақи башлиқлар йиғини давамлишиватқан бир пәйттә, түркийә билән музакириләрниң тамамлинишидин кейин, йиғин байаннамәсиниң мунасивәтлик қисми җамаәтчиликкә ашкариланди.

байаннамәдә, йавропа иттипақи рәһбәрлириниң көчмәнлик, сағламлиқ, килимат өзгириши, терроризмға қарши күрәш вә районлуқ мәсилиләр қатарлиқ өзара мәнпәәт йәткүзүшкә алақидар темиларда түркийә билән йуқири қатламлиқ дийалог өткүзүшкә тәййарлиқ хизмити ишләшниң муһимлиқини қарарлаштурғанлиқи тәкитләнди.

йавропа иттипақи рәһбәрлириниң, түркийә билән таможна бирлики бәлгилимилирини йеңилашқа һоқуқ бериш үчүн техникилиқ паалийәтләрниң башлинишиниму қарарлаштурғанлиқи әскәртилгән байаннамәдә, мундақ дейилди: «йавропа иттипақи кеңиши йавропа иттипақи комитетини, түркийә, ийорданийә, ливан вә районниң башқа қисимлиридики сүрийәлик мусапирлар вә мусапирларға саһибханлиқ қиливатқан әлләргә берилидиған иқтисадий йардәмләрниң давамлаштурулуши үчүн рәсмий тәклипни кечикмәстин сунушқа чақирмақта. йавропа иттипақи кеңиши, районлуқ тинчлиқ вә муқимлиқ орнитиш йолида, түркийә вә йавропа иттипақиниң ортақ мәнпәәтлири нуқтисида, түркийә вә барлиқ актийорларниң районлуқ киризисләрниң һәл қилинишиға иҗабий төһпә қошушини күтмәктә.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر