америка афғанистанда дипломатларни қоғдаш үчүн әскәр қалдуриду

америка афғанистандики һәрбий қисимлирини чекиндүрүш ахирлашқандин кейин, дипломатийә хадимлирини қоғдаш мәқситидә 650 әскәр қалдуридиғанлиқини билдүрди.

1664813
америка афғанистанда дипломатларни қоғдаш үчүн әскәр қалдуриду

түркийә авази радийоси хәвири: америка дөләт мудапиә министирлиқи мәсуллири кабул айродуруминиң қоғдилиши үчүн, түркийә һәрбий қисимлирини қоллаш мәқситидә бир қанчә йүз әскәрниң сентәбир ейиғичә афғанистанда турғузушниң пилан қилинғанлиқини әскәртти.

мәсуллар, түркийә билән американиң қоллиши шәрти астида айродурумни қоғдаш вәзиписини өткүзүвелиш мәсилисидә пикир бирлики һасил қилинғанлиқини илгири сүрүп, америка-түркийә һәрбий хадимлириниң мушу һәптидә пайтәхт әнқәрәдә көрүшүп, мәзкур мәсилидики келишимни нәтиҗигә игә қилидиғанлиқини қәйт қилди.

афғанистандики 4 миңдин артуқ америка әскириниң пирезидент җо байдин нишан қилип бәлгилигән 11-сентәбирдин илгири чекиниши пилан қилиниватқан болуп, тәхминән 650 әскәрниң узун муддәт афғанистанда туридиғанлиқи елан қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر