талибан фарйабниң икки наһийәсини қолға киргүзүвалди

афғанистанниң фарйаб вилайитидә икки наһийәниң контроллуқи талибанниң қолиға өтти.

1664655
талибан фарйабниң икки наһийәсини қолға киргүзүвалди

түркийә авази радийоси хәвири: фарйаб парламент әзаси бабур қәмал ахбарат елан қилиш йиғинида, талибан қораллиқ күчлириниң фарйабниң қарамқол, қорған вә андхой наһийәлиригә һуҗум қилғанлиқини билдүрди.

у һуҗум нәтиҗисидә қарамқол вә қорған наһийәлириниң талибанниң контроллуқиға өткәнликини әскәртип, андхой наһийәси әтрапида тоқунушларниң давамлишиватқанлиқини қәйт қилди.

у хәвпсизлик мәсуллириниң бу мәсилидә муһим тиришчанлиқларни көрсәтмигәнликини илгири сүрди.

талибанниң байанатида, һуҗум нәтиҗисидә, қарамқол, қорған вә андхой наһийәлириниң пүтүнләй контрол астиға елинғанлиқи билдүрүлди.

түнүгүн (2021-йили 24-ийун) фарйаб вилайитиниң гурзиван наһийәси талибанниң қолиға өтүп кәткән иди.

афғанистан дөләт мудапиә министирлиқи тоққуз вилайәттә талибанға қарши башланған һәрбий һәрикәтләрдә, 129 талибан қораллиқ унсуриниң өлтүрүлгәнликини, 35 иниң йариланғанлиқини вә партлашқа тәййар болған 31 бомбиниң бир тәрәп қилинғанлиқини елан қилди.

министирлиқниң бу һәқтики байанатида йәнә, һәрбий һәрикәт нәтиҗисидә, бир қанчә наһийәниң талибандин қайтурувелинғанлиқи әскәртилди.

афғанистанниң көп қисимлирида хәвпсизлик қисимлири билән талибан оттурисидики қораллиқ күрәш давамлишиватқан болуп, 407 наһийәниң 200 дә тоқунушлар давам қилмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر