нигерийәдә холера вабаси җан алмақта

нигерийәдә холера вабаси сәвәбидин җенидин айрилғанлар сани 296 гә чиқти.

1664612
нигерийәдә холера вабаси җан алмақта

түркийә авази радийоси хәвири: нигерийә пайтәхти әбуҗә сәһийә вә инсаний хизмәтләр секритар вәкили доктор муһәммәд каву байанат елан қилип, әбуҗәдә 91 кишиниң холера билән йуқумланғанлиқини, йәттә кишиниң холера сәвәбидин җенидин айрилғанлиқини билдүрди. буниң билән, нигерийәдә холера вабаси сәвәбидин җенидин айрилғанлар сани 296 гә чиққан болди.

доктор муһәммәд каву ваба көрүлгән районларниң дора вә башқа тиббий материйаллириға җиддий еһтийаҗлиқ икәнликини әскәртти.

нигерийәдә йанвар (2021) дин башлап 11 миңға йеқин кишиниң холера билән йуқумланғанлиқи қәйт қилинди.

нигерийәдә пакизә ичимлик су еһтийаҗиниң қамдалмаслиқи вә тиббий давалашниң вақтида һәмдә үнүмлүк болмаслиқи, ваба билән йуқумлиниш вә өлүм хәвпини ашурмақта икән.

нигерийәдә бәзгәк кесили, паләч, маймун чечики вируси қатарлиқ йуқумлуқ кесәлликләр көп көрүлиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر