кенийәдә һәрбий тик учар чүшүп кәтти

кенийәдә һәрбий тик учар айропилан чүшүп кетип 17 әскәр җенидин айрилди.

1664205
кенийәдә һәрбий тик учар чүшүп кәтти

түркийә авази радийоси хәвири: кенийәниң пайтәхти найроби шәһириниң каҗиадо районида, әтигән тәрәпләрдә һәрбий тик учарниң чүшүп кәткәнлики, мәшиқ мәқситидә қозғалған һәрбий тик учар айропиланда 23 кишиниң барлиқи, қазада 17 әскәрниң өлгәнлики, 6 әскәрниң йариланғанлиқи билдүрүлди.

кенийә армийәси, һәрбий тик учар қазасиниң йүз бәргәнликини җәзмләштүрди, әмма қазада өлгән вә йариланғанларниң сани һәққидә мәлумат бәрмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر