америка афғанистандин чекиниш хизмитиниң йеримини тамамлиди

америка қошма иштатлири мәркизий армийә қоманданлиқ иштаби афғанистандин чекиниш хизмитиниң йеримини тамамлиғанлиқлирини билдүрди.

1663095
америка афғанистандин чекиниш хизмитиниң йеримини тамамлиди

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдинниң, 11 – сентәбир һуҗумлири хатирә күнигә қәдәр афғанистандин пүтүнләй чикиниш қараридин кейин, апрел ейиниң ахирқи һәптиси башланған чекиниш паалийәтлири давамлашмақта.

америка қошма иштатлири мәркизий армийә қоманданлиқ иштаби тәрипидин бу һәқтә елан қилинған йазма байанатта, мундақ дейилди: «пирезидент җо байдинниң қараридин буйан, америка қошма иштатлири 763 данә C-17 йүк материйаллирини афғанистандин елип чиқип кәтти, 14 миң 790 данә үскүнә, йоқ қилиниши үчүн, афғанистан дөләт мудапиәси әшйа обороти оргиниға тапшуруп берилди.»

афғанистандин елип чиқип кетилгән материйалларниң һәммисиниң һәрбий хадимлар ишләткәндин кейинки ташландуқ материйаллар икәнлики, мудапиә васитилири йаки чоң типтики үскүниләр әмәслики қәйт қилинған байанатта, америка қошма иштатлириниң афғанистандики 6 һәрбий муәссәсәсини афғанистан миллий армийәсигә тапшуруп бәргәнлики тәкитлинип мундақ дейилди: «мәркизий армийә қоманданлиқ иштаби, америка қошма иштатлириниң афғанистандин чекиниш хизмитиниң % 50 тин артуқ қисминиң тамамланғанлиқини тәхмин қилмақта.»

америка қошма иштатлири мәркизий армийә қоманданлиқ иштаби, афғанистандин чекиндүрүлгән америка әскәрлириниң сани һәққидә техичә рәсмий мәлумат бәрмәйватиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر