пакистанниң лаһор шәһиридә партлаш йүз бәрди

пакистанниң лаһор шәһиридә партлаш йүз берип икки киши җенидин айрилди, 17 киши йариланди.

1663503
пакистанниң лаһор шәһиридә партлаш йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: пакистан йәрлик мәтбуатлириниң хәвиридә билдүрүлишичә, лаһорниң җоһар базирида сәвәби ениқ болмиған бир партлаш вәқәси йүз бәргән. дәсләпки мәлуматларда, икки кишиниң җенидин айрилип, 17 кишиниң йариланғанлиқи қәйт қилинған.

райондики кишләр, кимлики намәлум кишиләр тохтитип қойған мотосиклитниң партлиғанлиқини билдүргән.

вәқә йүз бәргән қайға нурғун сақчи, қутқузуш машинилири вә издәш-қутқузуш хадимлириниң әвәтилгәнлики билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر