һамас исраилийәни агаһландурди

пәләстин исламий қаршилиқ көрситиш һәрикити – һамас исраилийәни ғәззә муһасирисини бикар қилиш мәсилисидә «вақитни өткүзүвәтмәслик» кә чақирди.

1663197
һамас исраилийәни агаһландурди

түркийә авази радийоси хәвири: ғәззәдики пәләстинлик гуруппилар, исраилийәниң узун йиллардин буйан давамлишиватқан муһасириси вә йеқинда һасил қилинған уруш тохтитиш келишимини муһакимә қилиш йиғини өткүзди.

йиғиндин кейин һамас йазма байанат елан қилип: «ишғалчилар вә уларниң иттипақдашлирини ғәззә муһасирисини бикар қилиш мәсилисидә вақитни өткүзүвәтмәслик, муһасирини бикар қилиш тоғрисидики буниңдин илгири бектилгән қәдәмләрни ташлаштин өзини қачурмаслиқ вә (ғәззәни) қайтидин қуруп чиқиш пиланиға бузғунчилиқ қилмаслиқ тоғрисида агаһландуримиз. хәлқимиз вә қаршилиқ көрсәткүчилиримиз һәргизму сүкүт қилип турмайду. дүшмән барлиқ таллашларға тәййар икәнликимизни көриду» дегәнләрни қәйт қилди.

исраилийәниң пурсәтпәрәстлик сийаситиниң утуқлуқ болмайдиғанлиқиға ишарәт қилинған байанатта: «хәлқимизгә қилинған һәрқандақ бесимни вә бәзи мәсилиләрни бир – биригә четишни қәтий қобул қилмаймиз. әсирни әсиргә тегишимиз. дүшмән буниңдин бурун көрүп бақмиған йаман күнләрни көриду. хәлқимиз доел елан қилишқа тәййар» дегән ибариләргә орун берилди.

пәләстинниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) баш катипи антонио гутеррестин балилар һоқуқини дәпсәндә қилғучилар киргүзүлидиған қара тизимликкә исраилийәниңму киргүзүлүшини тәләп қилидиғанлиқи оттуриға қойулди вә исраилийәниң мәзкур тизимликкә киргүзүлмәслики әйибләнди.

б д т ниң оттура шәрқ тинчлиқ мусаписи алаһидә кординатори тор веннесландниң исраилийә тәрәпдари позитсийәгиму наразилиқ билдүрүлгән байанатта, б д т ниң дунйави, инсаний, сийасий бир тәшкилат икәнлики, ишғалчилар билән җинайи шериклик йаки һәр түрлүк муһасиригә дучар болған қоралсиз хәлққә қарши тәрәпни қоллаш әмәс, тинчлиқ орнитиш, болупму ишғал астидики хәлқләргә йардәм беришкә мәсул икәнлики тәкитләнди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر