америка: иранниң йеңи пирезиденти қилмишлириниң җавабкари дәп қарилиду

писаки иранниң йеңи пирезиденти ибраһим рәиси тоғрисида тохтилип: «йеңи пирезидент садир қилған кишилик һоқуқ дәпсәндичиликиниң җавабкари дәп қарилиду» деди.

1662551
америка: иранниң йеңи пирезиденти қилмишлириниң җавабкари дәп қарилиду

түркийә авази радийоси хәвири: ақсарай байанатчиси җен псаки, кишилик һоқуқни дәпсәндә қилиш қилиш җинайити билән әйиблинип американиң җаза тизимликигә киргүзүлгән, ирандики пирезидентлиқ сайлимида йеңи пирезидентлиққа сайланған ибраһим рәиси тоғрисида тохтилип: «йеңи пирезидент садир қилған кишилик һоқуқ дәпсәндичиликиниң җавабкари дәп қарилиду» деди.

псаки ақсарайда өткүзгән күндилик мухбирларни күтүвелиш йиғинида, ирандики һакимийәт алмишидин кейин, бу дөләт билән болған йадро сөһбитиниң қандақ давамлишидиғанлиқи тоғрисидики бир соалға: «пирезидент җо байдин иран рәһбири әли хамәнийни бу сөһбәтләрдики қарар чиқарғучи киши дәп қарайду. бу әһвал сайламдин илгириму шундақ иди, бүгүнму шундақ, кәлгүсидиму шундақ болиду» деди.

псаки, иранниң йеңи пирезиденти рәисиниң өтмүштики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики сәвәбидин американиң җаза тизимликигә киргүзүлгәнликидин әслитилишидин кейин: «йеңи пирезидент садир қилған кишилик һоқуқ дәпсәндичиликиниң җавабкари дәп қарилиду. иран даирилирини күчлүк шәкилдә сийасий мәһбусларни қойуп бериш, кишилик һоқуқ вә асасий һәқ – һоқуқларға һөрмәт қилишқа чақиримиз» дегәнләрни қәйт қилди.

иран билән йадро сөһбитиниң давамлишидиғанлиқини, әмма техи келишим һасил қилинмиғанлиқини тәкитлигән псаки сөзини давамлаштуруп: «иран кишилик һоқуқ йаки райондики мунасивити нуқтисидин дунйави күч әмәс. биз дөләт мәнпәәтимизни көзләп йадро келишими түзүшниң койида болуватимиз. әмма биз бу нуқтидин атлап кәтмәймиз» деди..

йәнә бир тәрәптин, писаки байдинниң 25- ийун җүмә күни афғанистан пирезиденти әшрәф ғәни билән өткүзидиған учришишиға «интайин әһмийәт беридиғанлиқи»ни оттуриға қойди.

у, байдин билән ғәниниң мәзкур учришишта, ортақ хизмәт саһәлири вә кишилик һоқуқ йардими мәсилиси тоғрисида сөһбәтлишидиғанлиқини ейтти.


خەتكۈچ: #иран , #америка

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر