америка кабулдики карзай айродурумини қоғдаш тоғрисида түркийә билән келишкәнликини уқтурди

америка дөләт мудапиә министирлиқи байанатчиси җон кирби, түркийәниң афғанистанда турушни давамлаштуруп, һамид карзай айродурумини қоғдашқа қошулғанлиқини ейтти.

1662386
америка кабулдики карзай айродурумини қоғдаш тоғрисида түркийә билән келишкәнликини уқтурди

түркийә авази радийоси хәвири: җон кирби күндилик мухбирларни күтүвелиш йиғинида соалларға җаваб берип, өзлириниң афғанистанниң бихәтәрлик вәзийитигә йеқиндин диққәт қиливатқанлиқини, әмма американиң толуқ чекиниш вақит җәдвилидә һечқандақ өзгириш йоқлуқини әскәртти.

түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министири хулуси ақар билән америка дөләт мудапиә министири лойд остинниң телефон сөһбити җәрйанида, (кабулдики) һамид карзай айродурумини қоғдаш тоғрисида келишим һасил қилинған- қилинмиғанлиқиға даир бир соалға җаваб берип, икки министирниң мәзкур алақисиниң, өткән һәптә ишқа ашурулған җумһур рәис рәҗәп таййип билән америка пирезиденти җо байдинниң шималий атлантик әһди тәшкилати – нато башлиқлар йиғини даирисидә өткүзгән учришишиниң давами икәнликини ейтти.

у: «түркийә айродурумни қоғдаш хизмитигә башламчилиқ қилиш вәзиписини қобул қилди. бирақ, нөвәттә бу хизмәтниң тәпсилатиға даир җәрйанлар музакирә қилиниватиду. йәнә қилишқа тегишлик нурғун ишлар бар. түркийә тәрәп америка вә хәлқара җәмийәтниң бу мусапини қоллиши керәкликини әскәртти. биз нөвәттә бу нуқта үстидә хизмәт ишләватимиз» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر