б д т баш катиби иран пирезидентлиқ сайлими тоғрисида байанат бәрди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) баш катипи антонио гутеррес иран пирезидентлиқ сайлими тоғрисида байанат бәрди.

1662458
б д т баш катиби иран пирезидентлиқ сайлими тоғрисида байанат бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) баш катипи антонио гутерресниң байанатчиси стефан дуҗаррик, иранда өткүзүлгән җүмә күнидики пирезидентлиқ сайлимида ибраһим рәисиниң ғәлибә қилиши тоғрисида тохтилип: «баш катип гутеррес, ортақ мәнпәәт вә иранлиқлар билән район хәлқлириниң мәнпәәтлирини қоғдаш асасида иран даирилири билән болған һәмкарлиқни давамлаштурушни төт көз билән күтмәктә» деди.

б д т нйу йорктики баш мәркизидә өткүзүлгән күндилик мухбирларни күтүвелиш йиғинида «шубһисизки, нормал мусапә йеқиндин көзитилиду» дегән дуҗаррик, рәисиниң вәзипә өткүзүвелишиға техи алтә һәптә вақит барлиқиға ишарәт қилип өтти.

иранда 18 – ийунда өткүзүлгән пирезидентлиқ сайлимида, ибраһим рәиси омумий авазниң %62 ини елип, дөләтниң 8 – нөвәтлик пирезидентлиқиға сайланғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر