америка тәйвәнгә ваксина ианә қилди
америка тәйвәнгә 2.5 милйон данә вухән вируси (Kovid-19) ваксинаси ианә қилди.
түркийә авази радийоси хәвири: американиң мемфис (Memphis) шәһиридин ваксина елип учқан тәйвән һава йоллири ширкитиниң йүк айропилани түнүгүн (2021-йили 20-ийун) тәйвән айродурумиға қонди.
модерна ширкити тәтқиқ қилип йасиған 2.5 милйон вухән вируси ваксинаси, тәйвән һөкүмити вәкиллиригә тапшурулди.
тәйвән модернаға тәхминән 5 милйон данә ваксина закас қилған болуп, буниңдин пәқәт 390 миң данә алалиған иди. америка һөкүмити мушу ай (2021-йили ийун) ичидә тәйвәнгә 750 миң данә ваксина әвәтишни вәдә қилған иди.
американиң вәдә бәргән ваксина санниң үч һәссигә тоғра келидиған ваксинани ианә қилиши, хәлқ сақлиқи нуқтисидин ейтқанда муһим болғинидәк, байдин һөкүмитиниң тинч окйан районида хитай билән қурушқа тиришиватқан йеңи геополитикилиқ тәңпуңлуқлар нуқтисидинму интайин муһим икәнлики көрүлмәктә.
американиң тәйвән билән рәсмий дипломатик мунасивити йоқ, әмма «тәйвән билән болған мунасивәтләр қануни» бойичә, сода, мәдәнийәт вә һәрбий саһәләрдә һәмкарлиқ орниталайду.
тәйвән, хитайниң дөләт ширкити фосун дора ширкитиниң патент келишими болуши сәвәбидин бийонтек ширкити тәтқиқ қилип йасиған ваксинани сетивиелишиға тосқунлуқ қилғанлиқини илгири сүрмәктә. хитай болса, буни рәт қилип, тәйвәнни ваксина билән тәминләшкә тәййар икәнликини билдүргән иди.
тәйвән хитайдин ваксина импорт қилишни чәклигәнлики үчүн, хитай ваксиналири тәйвәнгә кәлтүрүлмиди.
тәйвән мушу айниң бешида йапонийә ианә қилған 1.24 милйон данә астразенека ваксинасини тапшурувалған иди.
вухән вирусиға қарши мувәппәқийәт қазанған дөләтләр арисида көрситиливатқан тәйвәндә, май ейиниң оттурилирида вирусқа мунасивәтлик вәқәләрниң көпийиши чоң әндишәләргә сәвәб болған иди.