афғанистан пирезиденти әшрәф ғени американи зийарәт қилиду

афғанистан пирезиденти әшрәф ғени билән миллий мурәссә алий кеңишиниң башлиқи абдуллаһ абдуллаһ 25-ийун (2021) американи зийарәт қилиду.

1661838
афғанистан пирезиденти әшрәф ғени американи зийарәт қилиду

түркийә авази радийоси хәвири: ақсарай байанатчиси җен псаки (Jen Psaki) америка пирезиденти җо байдинниң афғанистан пирезиденти әшрәф ғени вә миллий мурәссә алий кеңишиниң башлиқи абдуллаһ абдуллаһ билән ақсарайда көрүшүп, икки дөләт оттурисидики узун муддәтлик шерикликни тәкитләйдиғанлиқини билдүрди.

у американиң әскәрләрни афғанистандин чекиндүргән вақитта, айалларни, қиз балиларни вә аз санлиқ милләтләрни өз ичигә алған барлиқ афғанистан хәлқини сийасий, иқтисадий вә инсанпәрвәрлик йардәм җәһәттә давамлиқ қоллайдиғанлиқи тоғрисида вәдә беридиғанлиқини әскәртип, афғанистанниң иккинчи қетим террорист гуруппиларниң бихәтәр панаһлинидиған җайиға айланмаслиқи үчүн афғанистан һөкүмити билән йеқин һәмкарлиқ ичидә болидиғанлиқини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر