сүрийәниң идлиб районида йүз бәргән һуҗум нурғун пуқраниң җениға замин болди

сүрийәдә бәшшәр әсәд күчлири билән иран қоллаватқан террорчи гуруппиларниң идлиб сүркилишни азайтиш райони чеграсидики бара вә иһсим йезилириға қилған һуҗумлирида 7 пуқра һайатидин айрилди, 10 пуқра йариланди.

1662032
сүрийәниң идлиб районида йүз бәргән һуҗум нурғун пуқраниң җениға замин болди

түркийә авази радийоси хәвири: сүрийә пуқрави мудапиә оргининиң ахбарат васитилири ишлири мәсул һәсән әһмәдниң билдүрүшичә, бәшшәр әсәд күчлири, идлибниң җәнубиға җайлашқан бара вә иһсим йезилириға қуруқлуқтин һуҗум қилған, һуҗумларда барада 2, иһсимда 5 болуп, җәмий 7 пуқра җенидин айрилған, 10 пуқра йариланған, йаридарлар әтраптики дохтурханиларға орунлаштурулған.

йәнә бир тәрәптин, бәшшәр әсәд күчлири, әтигән тәрәпләрдә идлибниң җәнубидики иһсим, мәшшун, мәстума, сфоһин, кенсәфра вә бәлйун йезилирини топқа тутқан.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر