маас түркийә – йавропа иттипақи көчмәнлик келишиминиң йеңилинишини тәләп қилди

германийә ташқи ишлар министири һейко маас йавропа иттипақи билән түркийә оттурисидики көчмәнлик келишиминиң йеңилишини тәләп қилди.

1661896
маас түркийә – йавропа иттипақи көчмәнлик келишиминиң йеңилинишини тәләп қилди

түркийә авази радийоси хәвири: маас, германийәдә чиқидиған «‹велт› гезити» гә бәргән байанатида, түркийә билән көчмәнлик мәсилисидики һәмкарлиқни йеңилашқа еһтийаҗ барлиқини тәкитләп мундақ деди: «түркийә һөкүмити билән болған барлиқ қийинчилиқларға қаримай, бу дөләтниң сәл қарашқа болмайдиған көчмәнлик йүкини биз үчүн өз үстигә алғанлиқини қобул қилишимиз керәк.»

түркийәдә тәхминән 4 милйон сүрийәлик вә райондики башқа дөләтләрдин кәлгән мусапирларниң йашаватқанлиқини әскәрткән маас, «йавропа иттипақида бизниң түркийә билән болған көчмәнлик келишимниң техиму тәрәққий қилдурулуши вә йеңилинишиға  интайин көңүл бөлидиғанлиқимизға ишинимән» деди.

у, көчмәнлик мәсилисидә йеңи келишим һасил қилинған тәқдирдә, йавропа иттипақиниң түркийәгә маддий йардәм беришигә мунасивәтлик соалға җаваб берип мундақ деди: «һәрқандақ бир рәқәмни оттуриға ташлашни халимаймән, әмма буниң пулсиз ишқа ашмайдиғанлиқи һәммигә бәш қолдәк айан.»

әң муһими түркийәниң иқтисадий җәһәттин зор бәдәл төлигәнлики вә буниң сайисида башқиларниң пул теҗәп қалалиғанлиқини тәкитлигән маас, буниң милйонлиған кишиләрниң һалидин хәвәр елишқа мунасивәтлик бир мәсилә икәнликини ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر