қуддуста муһәммәд әләйһиссаламға һақарәт қилған йәһудийларға қарши намайиш өткүзүлди

исраилийә сақчилири муһәммәд әләйһиссаламға һақарәт қилған ашқун оңчи йәһудийларға наразилиқ билдүрүш үчүн ишғалийәт астидики шәрқий қуддусниң кона шәһәр райониниң дәмәшиқ дәрвазисиға йиғилмақчи болған пәләстинликләргә қаттиқ мудахилә қилди.

1661444
қуддуста муһәммәд әләйһиссаламға һақарәт қилған йәһудийларға қарши намайиш өткүзүлди
israil polisi filistinlilere mudahale.jpg
israil polisi filistinlilere mudahale1.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: дәмәшиқ дәрвазисида иғвагәрләрчә тәшкиллигән «байрақ йүрүши» җәрйанида муһәммәд әләйһиссаламға һақарәт қилған ашқун оңчи йәһудийларға қарши охшаш йәрдә пәләстинлик йашларму наразлиқ билдүрмәкчи болди.

лекин исраилийә сақчилири дәмәшиқ дәрвазисиға йиғилмақчи болған йпәләстинлик йашларға аваз бомбиси етип һуҗум қилди вә уларға йуқири бесимлиқ су пүркиди.

нурғунлиған пәләстинликләрни уруп райондин қоғлиған исраилийә сақчилири икки айални қошқанда, җәмий 3 пәләстинликни назарәткә алди.

 

ашқун оңчил йәһудийлар 15-ийун күни исраилийә сақчилириниң қоғдиши астида дәмәшиқ дәрвазисида «байрақ йүрүши» тәшкиллигән вә йүрүш җәрйанида муһәммәд әләйһиссаламға һақарәт қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر