уруш тохтитиш келишимидин кейин талибан 20 артуқ наһийәниң контроллуқини алқиниға киргүзүвалди

афғанистанниң шималидики фарйаб вә җузҗан вилайәтлиригә қарашлиқ икки наһийә талибанларниң контроллуқиға өтти.

1661125
уруш тохтитиш келишимидин кейин талибан 20 артуқ наһийәниң контроллуқини алқиниға киргүзүвалди

түркийә авази радийоси хәвири: фарийаб вилайәтлик шора (кеңәш) ниң муавин башлиқи абдул әһәд илбек талибан қораллиқ унсурлириниң фарийабқа қарашлиқ хоҗа сәбзпош наһийәсигә һуҗум қилғанлиқини билдүрди.

наһийә мәркизиниң талибан унсурлириниң алқиниға өтүп кәткәнликини тәкитлигән абдул әһәд илбек, наһийә мәркизидә нурғунлиған бихәтәрлик хадимлириниң талибан қораллиқ унусрлириға тәслим болғанлиқини уқтурди.

йәнә бир тәрәптин, җузҗан вилайәтлик шора (кеңәш) ниң муавин башлиқи әмруддин данишҗу җузҗанға қарашлиқ мурдийан нәһийәсиниң контроллуқиниңму талибанларниң алқиниға өтүп кәткәнликини тилға алди.

әмруддин данишҗу қораллиқ унсурларниң наһийә мәркизигә қилған һуҗумида, 16 аманлиқни  сақлаш хадиминиң өлтүрүлгәнликини билдүрүп , 14 бихәтәрлик хадиминиң талибан тәрипидин тутқун қилинғанлиқини ейтти.

талибан тәрипидин елан қилинған байанатта, хоҗа сәбзпош вә мурдийан рнаһийәсидики барлиқ аммиви биналар вә сақчиханиларниң контроллуқ астиға елинғанлиқи билдүрүлди.

йеқинқи икки ай ичидә, афғанистан миқйасида талибанларниң контроллуқиға өтүп кәткән наһийәләрниң сани 20 дин ашти.

афғанистанниң 34 вилайәт мәркизи  болса, һазирму һөкүмәтниң контроллуқида.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر