америкада 7 милйон киши иссиқ бәлвағ борининиң хәвпи астида турмақта

американиң җәнубий деңиз қирғиқида олтурушлуқ 7 милйон кишигә тәсир көрситидиған йеңи бир иссиқ бәлвағ борини агаһландуруши елан қилинди.

1661042
америкада 7 милйон киши иссиқ бәлвағ борининиң хәвпи астида турмақта

түркийә авази радийоси хәвири: дөләтлик боран-чапқун мәркизи (NHC) ниң әң йеңи агаһландуришиға асасланғанда, «клавудет» дәп исим қойулған қаттиқ боранниң луисана деңиз қирғиқидин америкаға йетип келиши мөлчәрләнмәктә.

дөләтлик боран-чапқун мәркизи (NHC) ниң тор битидә, мексика қолтуқидин кәлгән қаттиқ йамғур вә шамалниң әтигәндин башлап америка чоң қуруқлуқиға йетип беришқа башлиғанлиқи, луисинадин флоридағичә болған районларда олтурушлуқ 7 милйон кишигә тәһдит шәкилләндүргәнлики билдүрүлди.

луисана валийси җон бел едвардс түнүгүнки байанатида, «валий мәһкимиси ички бихәтәрлик вә җидди әһвалға тақабил туруш ишханиси (GOHSEP) ниң кризис һәрикәт гурупписи сәпәрвәр қилинди. йәрлик шериклиримиз билән бирликтә биз зөрүр болған җиддий әһвалларға тәййар һаләттә турмақтимиз» дегән сөзләр ишлитилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر