пакистан америкаға һәрбий база бәрмәйдиғанлиқини җакарлиди

пакистан баш министири имран хан америка әскәрлириниң афғанистандин чекингәндин кейин, һәрикәт қилиши үчүн америка мәркизи истихбарат идариси «CIA» ға пакистанда база бәрмәйдиғанлиқини ейтти.

1661054
пакистан америкаға һәрбий база бәрмәйдиғанлиқини җакарлиди

түркийә авази радийоси хәвири: баш министир имран хан «HBO» телевизийә қанилиниң «Axios on HBO» программисиниң зийаритини қобул қилип, пакистанниң һәрбий базиларни ишлитиштики мәйданини билдүрди.

пакистан земинидин афғанистанға қарита һәрқандақ һәрикәткә йаки һәрбий база қурушқа йол қойушиниң мумкин әмәсликини байан қилған имран хан, америка әскәрлириниң афғанистандин чекингәндин кейин, һәрикәт қилиши үчүн мәркизий истихбарат идариси «CIA» ға һәргизму база бәрмәйдиғанлиқини ейтти.

баш министир болуштин илгириму һөкүмәтләрни американиң афғанистан һәрикити үчүн пакистан земинини ишлитишини вә пакистанда учқучисиз айропилан билән қилған һуҗумлирини тәнқид қилип кәлгән имран хан, 2018-йили һакимийәт бешиға чиққандин кейин пакисстанда руйхәткә елинған америкаға тәвә һәрқандан бир учқучисиз айропилан һуҗуми йүз бәрмигән иди.

америка мәркизи истихбарат идариси «CIA» пакистан земинида әң ахирқи учқучисиз айропилан һуҗумини имран хан сайламда ғәлибә қилған 2018-йили 7-айда елип барған иди.

америка мәркизи истихбарат идариси «CIA» америка әскәрлири чекингәндин кейин афғанистанда мумкин болған мәшғулат иқтидарини сақлап қелишниң йеңи йоллирини издимәктә.

америка мәркизи истихбарат идариси «CIA» директори вилйам бурнс 5-айда база мәсилиси сәвәбидин пакистанға барған вә база мәсилиси тоғрисида баш министир имран билән көрүшүш тәлипи рәт қилинған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر