байдин «қуллуқ түзүм» вә «федератсийә байрими» ға мунасивәтлик қанунни мақуллиди

америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдин 1865 - йили «қуллуқ түзүм» ниң чәкләнгәнликини хатириләш мәқситидә тәбриклинидиған вә «җунетенс» дәп аталған 19 – ийунниң «федератсийә байрими күни» болуши мәзмун қилинидиған қанунни мақуллиди.

1660476
байдин «қуллуқ түзүм» вә «федератсийә байрими» ға мунасивәтлик қанунни мақуллиди

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдин ақсарайда өткүзгән ахбарат елан қилиш йиғинида, америка тарихидики «қуллуқ түзүм» ниң бикар қилинишиниң наһайити зор әһмийәткә игә икәнликини тәкитләп мундақ деди: «чоң җәмийәтләр, әң қаттиқ дәрд – әләмлик өтмүшлирини һәргизму нәзәрдин сақит қилмайду, әксичә һәмишә хатириләп туриду. чоң җәмийәтләр өтмүшидин қачмайду, әксичә хаталиқлириниң нәтиҗилири билән йүзлишиду.»

америкадики африқа қитәсидин кәлгән хәлқләрниң дөләткә наһайити зор төһпиләрни қошқанлиқини әскәрткән байдин, қуллуқ тарихи вә қуллуқниң әкс тәсирлири тоғрулуқ ишлинишкә тегишлик наһайити көп хизмәтләрниң барлиқини қәйт қилди.

байдин, нутиқидин кейин, һәр йили 19 – ийун күниниң «федератсийә байрими күни» болуши үчүн илгири авам палатаси вә кеңәш палатаси тәрипидин тәстиқланған қанунни имзалиди.

америкада 1865 – йили 19 – ийун «қуллуқ түзүм» әмәлдин қалдурулғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر