ирақ қошна дөләтләрни сөһбәт йиғини өткүзүшкә чақирди
ирақ ташқи ишлар министири фуад һусәйин, ираққа қошна дөләтләрни районниң барлиқ мәсилилирини һәл қилиш үчүн бағдатта сөһбәт йиғини өткүзүшкә чақирди.
1658322
түркийә авази радийоси хәвири: ирақ ташқи ишлар министирлиқиниң йазма байанатиға асасланғанда, фуад һусәйин қатарниң пайтәхти доһада өткүзүлгән әрәб әллири иттипақиға әза дөләтләрниң ташқи ишлар министирлири кеңәш йиғини җәрйанида мисирлиқ мәнсәпдиши сәмиһ шукри билән көрүшүп, ирақниң бу райондики ролиниң күчигә ишинидиған мисир билән болған кеңишишни күчәйтишни халайдиғанлиқини оттуриға қойған.