америкаға 100 дин артуқ дөләттин ит импорт қилиш чәкләнди

америкаға һәр хил сәвәбләр билән ит експорт қилидиған 100 дин артуқ дөләткә ғалҗирлиқ кесили хәвпи сәвәбидин чәклимә қойулди.

1658264
америкаға 100 дин артуқ дөләттин ит импорт қилиш чәкләнди

түркийә авази радийоси хәвири: кесәлликләрниң алдини елиш вә контрол қилиш мәркизи (CDC) ғалҗирлиқ кесәллики һазирму бир мәсилә болушни давамлаштуриватқан 100 дин артуқ дөләттин ғалҗирлиқ ваксиниси әмләнгәнләнлик испати керәклики шундақла  ваксина әмләшкә болмайдиған күчүкләрниң хәтәр пәйда қилиш еһтимали барлиқи сәвәбидин бир йилғичә ит емпорт қилиш чәкләнгәнликини елан қилди.

америкаға елип келингән күчүкләрниң санида йеқинқи мәзгилдин буйан  тез сүрәттә ешиш көрүлгәнлики сәвәбидин мақулланған мәзкур қарарға қошумчә, америка пуқралири өз итлирини бу дөләтләргә елип барған тәқдирдә, ғалҗирлиқ хәвпи болмиған үчинчи бир дөләттә 6 ай турғузмай туруп, дөләткә елип келинишигә рухсәт қилинмайдиғанлиқи билдүрүлди.

америкаға сетиш, игидарчилиқ қилиш йаки әрмәк һайван сүпитидә беқиш мәқситидә елип келингән бу итларниң сағлам болушиға капаләтлик қилиш үчүн мақулланған мәзкур қарар 14-ийулдин етибарән  рәмий йолға қойулиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر