вухән вируси тәҗрибиханидин чиқтиму?

хитайниң вухән шәһиридики «вухән вирус тәтқиқати иниститути» ниң директори ши җиңли тәҗрибиханиниң вухән вируси (Kovid-19) йасалған җай йаки мәнбәси икәнлики тоғрисидики қарашларни рәт қилди.

1658671
вухән вируси тәҗрибиханидин чиқтиму?

түркийә авази радийоси хәвири: хитайниң вухән шәһиридики «вухән вирус тәтқиқати иниститути» ниң директори ши җиңли тәҗрибиханиниң вухән вируси      (Kovid-19) йасалған җай йаки мәнбәси икәнлики тоғрисидики қарашларни рәт қилди.

«вухән вирус тәтқиқат иниститути» ниң директори ши җиңли нийу йорк таймес мухбириниң зийаритини қоул қилғанда, бу сәһийә апитидин тәҗрибиханиниң мәсул әмәсликини илгири сүрди.

у: «испати болмиған бир шәйийгә мән қандақ испат көрситимән. дунйаниң бу нәтиҗигә қандақ дуч кәлгәнликини чүшинәлмидим» деди.

у бигунаһ бир тәтқиқатчиға қара чапланғанлиқини билдүрди.

у 2017-йили тәҗрибиханида қилинған тәҗрибәләр һәққидә тохталғанда, уларниң тәҗрибилириниң «иқтидарни ашуруш (GOF) тәҗрибиси» гә охшимайдиғанлиқини, чүнки вирусни техиму хәтәрлик қилишни халимайдиғанлиқлирини оттуриға қойди.

у өзлириниң тәҗрибилиридә вирусниң қандақ қилип җанлиқларға йуқидиғанлиқини билишкә тиришиватқанлиқлирини илгири сүрүп, тәҗрибиханидики вирусларниң әҗәллик күчини күчәйтидиған GOF тәҗрибисиниң әзәлдин қилинип бақмиғанлиқини йаки қилиш үчүн һәмкарлиқларниң болмиғанлиқини ейтти.

нийу йорк таймес гезитиниң хәвиридә билдүрүлишичә, ши вә униң гурупписидикиләр институтниң тәҗрибиханисида 2017-йили қилинған бир тәҗрибә тоғрисида доклат елан қилған.

доклатта, вирусларниң адәм һүҗәйрисигә йуқиши вә көпийиш иқтидарини билиш үчүн, бар болған вирус парчилирини өзара маслаштуруп вә арилаштуруп, йеңи арилашма шәпәрәң таҗисиман вируслирини пәйда қилғанлиқи байан қилинған.

доклатта әскәртилишичә, йуқирида тилға елинған вирус парчилириниң әң аз дегәндә бири инсанларни йуқумландуралайдикән.

2002-2003-йиллири өткүр нәпәс йоли универсал кесәллики (SARS) йуқумидин кейин, шәпәрәң таҗисиман вирусниң ген учурлири бар архип турғузуш үчүн қурулған «вухән вирус тәтқиқат тәҗрибиханилири», вухән вируси (Kovid-19) ниң бу йәрдики тәҗрибиханиларда сүний усулда йасалғанлиқи вә еһтийатсизлиқтин сиртқа чиқип кәткәнлики муназирә темисиға айланған иди.

хитай даирилири бу әйибләшләрни рәт қилип, вухән вирусиниң башқа дөләттә оттуриға чиққанлиқи вә тоңлитилған деңиз мәһсулатлири билән хитайға кәлгәнлики тоғрисида испатланмиған қарашларни оттуриға ташлиған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر