сомалида йүз бәргән адәм бомба һуҗуми әскәрләрниң җениға замин болди

сомалида бир һәрбий тәлим - тәрбийә мәркизидә йүз бәргән адәм бомба һуҗумида 10 әскәр җенидин айрилди.

1658346
сомалида йүз бәргән адәм бомба һуҗуми әскәрләрниң җениға замин болди

түркийә авази радийоси хәвири: сақчи әмәлдари абдифәттаһ һәсәнниң билдүрүшичә, адәм бомба һуҗуми, пайтәхт могадишуниң вадаҗир районидики генерал дагабадан һәрбий тәлим - тәрбийә мәркизидә әтигән тәрәпләрдә йүз бәргән.

сомали таратқулириниң хәвәр қилишичә, тәлим еливатқан әскәрләрниң арисидики бир киши үстигә теңивалған бомбини партлатқан, һуҗумда кәм дегәндә 10 әскәр һайатидин айрилған, көп санда әскәр йариланған.

игилинишичә, «адәм бомба һуҗуминиң җавабкари террорлуқ тәшкилати әшшәбаб» дәп қаралмақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر