нигерийәдики қораллиқ һуҗумларда 25 киши қаза қилди

нигерийәдә икки қетим қораллиқ һуҗум йүз берип, 25 киши қаза қилди.

1658215
нигерийәдики қораллиқ һуҗумларда 25 киши қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: нигерийәдә тунҗи һуҗум бену өлкисигә қарашлиқ агату районида елип берилған болуп, 11 киши қаза қилди.

платеу өлкисигә қарашлиқ басса районида елип берилған иккинчи қораллиқ һуҗумда болса, 14 киши қаза қилип, 5 киши йариланди.

һуҗумларға қарита тәкшүрүш башланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر