макрон: әрдоған елип барған көрүшүшимиз мувәппәқийәтлик болди

фирансийә пирезиденти еммануел макрон шималий атлантик әһди тәшкилати башлиқлар йиғини даирисидә түнүгүн җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән елип барған көрүшүшиниң мувәппәқийәтлик болғанлиқини ейтти.

1658117
макрон: әрдоған елип барған көрүшүшимиз мувәппәқийәтлик болди

түркийә авази радийоси хәвири: фирансийә пирезиденти еммануел макрон, белгийәниң пайтәхти бирйусселда чақирилған шималий атлантик әһди тәшкилати башлиқлар йиғинидин кейин ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди.

йиғинда шималий атлантик әһди тәшкилатиниң қиммәт өлчәмлири вә вәзиписиниң даирисини бекитип чиққанлиқлирини ейтқан макрон, йиғин даирисидә җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән айрим көрүшкәнликини, учришишта, шималий атлантик әһди тәшкилатиниң қиммәт өлчәмлири тоғрилиқму музакирә елип барғанлиқлири вә бу һәқтә  ортақ тонуш һасил қилғанлиқлирини тәкитләп мундақ деди: «җумһур рәис әрдоған билән ливийә мәсилиси һәққидә сөһбәт елип бардуқ, бу мәсилидә уруш тохтитиш келишимини қоғдаш, 24 – декабир күни сайлам өткүзүлүши вә бу һәқтә ливийә һөкүмитини қоллаш, чәт әллик җәңчиләр вә йалланма әскәрләрниң чекиниши тоғрулуқ хизмәт ишләш қатарлиқ мәсилиләрдә бирдәклик һасил қилдуқ.»

фирансийә пирезиденти еммануел макрон, бу һәқтә җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән келәр һәптиләрдә һәмкарлиқ асасида бирликтә һәрикәт қилишни халайдиғанлиқиниму сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر