исираилийәдә нетанйаһуниң дәври ахирлашти

исираилийәдә йеңи қурулған бирләшмә һөкүмәтниң ишәнч авазиға еришиши билән, 12 йилдин буйан давамлишиватқан баш министир нетанйаһу дәври ахирлашти.

1657325
исираилийәдә нетанйаһуниң дәври ахирлашти

түркийә авази радийоси хәвири: исираилийә парламентида бирләшмә һөкүмәт 60 парламент әзасиниң қоллиши нәтиҗисидә ишәнч авазиға еришти. буниң билән, 2009-йилдин буйан баш министир болуп кәлгән нетанйаһуниң дәври рәсмий ахирлашти.

исираилийәниң йеңи баш министири нафтали беннет (Naftali Bennett) вә бирләшмә һөкүмәтниң министирлири парламентта айрим-айрим қәсәм қилип вәзипә тапшурувалди.

йамина (Yamina) партийәсиниң рәһбири беннет икки йил баш министир болиду. 2023-йили авғустта баш министирлиқ вәзиписини «кәлгүси» партийәсиниң рәһбири вә бирләшмә һөкүмәттики шерики лапид (Lapid) қа өткүзүп бериду. беннет-лапид бирләшмә һөкүмити нетанйаһуға қарши бирләшкән охшимайдиған қарашларға игә сәккиз партийәдин тәшкил тапиду. бу қетимқи бирләшмә һөкүмәттә, парламент әзаси санлириниң интайин һәл қилғуч орунда болуши, һәм партийәләрниң бәзи мәсилиләрдә пүтүнләй охшимайдиған қарашларға игә болуши сәвәбидин, һөкүмәтниң узунғичә һакимийәт бешида туруш-туралмаслиқи муназирә темисиға айланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر