столтенберг натониң хитайға қарши һәмкарлишиш җәһәттә пикир бирлики һасил қилғанлиқини билдүрди

белгийә пайтәхти бирйусселда өткүзүлгән нато алий рәһбәрләр йиғинидин кейин, йиғин хитабнамиси елан қилинди. столтенберг йиғиндин кейин ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди.

1657949
столтенберг натониң хитайға қарши һәмкарлишиш җәһәттә пикир бирлики һасил қилғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: нато алий рәһбәрләр йиғинидин кейин елан қилинған хитабнамидә: «сүрийәдин түркийәгә йетип келәләйдиған йаки тәһдит шәкилләндүрәләйдиған башқурулидиған бомба һуҗумлириға қарши һошийарлиқимизни давамлиқ өстүримиз. иттипақдишимиз түркийәгә милйонларчә сүрийәликкә саһибханлиқ қилғанлиқи үчүн тәқдирләйдиғанлиқимизни тәкрарлаймиз» дейилди.

нато баш катипи столтенберг йиғиндин кейин өткүзүлгән ахбарат елан қилиш йғинида: «бүгүн иттипақдашлиқимизда йеңи сәһипә ачтуқ. хәвпсизликимиз үчүн ачқучлуқ әһмийәткә игә мәсилиләрни музакирә қилип, кәң даирилик қарарларни чиқардуқ. нато рәһбәрлири афғанистан қисимлири билән идарә-органлириға тәлим-тәрбийә берип вә иқтисадий җәһәттин афғанистанни давамлиқ қоллайдиғанлиқини билдүрди» деди.

у хитай мәсилиси үстидә тохталғанда: «хитай наһайити тез сүрәттә йадро қораллинишқа йүзлиниватиду. русийә билән бирликтә маневир өткүзүшни өз ичигә алған һәрбий һәмкарлиқлирини күчәйтиватиду. иттипақдашлар хитайға қарши австиралийә вә йапонийәгә охшаш дөләтләр билән һәмкарлишиш җәһәттә пикир бирлики һасил қилди» деди.

у русийә тоғрисида: «русийә билән ихтилап қилишин йаки оттурида уқушмаслиқ болушни халимаймиз. әмма, мудапиә вә һәрбий иқтидаримизни күчәйтидиған қәдәмләрни ташлаймиз» деди.

у натониң йавропада қуруқлуқтин қуруқлуққа қойуп берилидиған йадро башқурулидиған бомба орунлаштуруш нийитиниң йоқлуқини, бирақ русийәниң зорийиватқан қораллинишиға җаваб беридиғанлиқини билдүрди.

у натониң украина вә гирузийә қисимлириға тәлим-тәрбийә беришни давамлаштуридиғанлиқини әскәртип: «нато украинани давамлиқ қоллайду. нато украина билән һәмкарлиқ ичидә. һәр дөләт өзиниң йолини бәлгиләйду, украинаниң натоға әза болушиға русийә бир нәрсә дейәлмәйду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر