пирезидент байдин исираилийәниң йеңи баш министирини тәбриклиди

америка пирезиденти җо байдин исираилийәниң йеңи баш министири нафтали беннет (Naftali Bennett) қа телефон қилип, баш министирлиқ вәзиписигә сайланғанлиқини тәбриклиди.

1657333
пирезидент байдин исираилийәниң йеңи баш министирини тәбриклиди

түркийә авази радийоси хәвири: ақсарай пирезидент җо байдинниң исираилийәниң йеңи баш министири нафтали беннетни тәбриклигәнлики тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта билдүрүлишичә, пирезидент байдин америка-исираилийә мунасивәтлиригә вә исираилийәниң хәвпсизликигә болған «тәврәнмәс» қоллишини тәкрарлиған.

байанатта, байдин беннетқа район дуч келиватқан нурғун қийинчилиқлар вә пурсәтләргә нисбәтән, америка-исираилийә оттурисидики һәмкарлиқларни чоңқурлаштуруш мәсилисидә қәтий ирадигә игә икәнликини йәткүзгәнлики билдүрүлди.

байдин американиң исираилийәликләр вә пәләстинликләрниң тинчлиқи, бихәтәрлики вә параванлиқи үчүн исираилийә һөкүмити билән йеқиндин һәмкарлишидиғанлиқидин бешарәт бәргәнлики қәйт қилинди.   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر