бағдадта шиәләр имам әзәм әбу һәнифәниң мәқбәрисини чеқип ташлаш чақириқи елан қилди

ирақ дөләт бихәтәрлик ишлири мәслиһәтчиси қасим арачи пайтәхт бағдадтики имам әзәм әбу һәнифә ән-нуман мәқбәрисини чеқип ташлаш чақириқини рәт қилғанлиқини билдүрди.

1657437
бағдадта шиәләр имам әзәм әбу һәнифәниң мәқбәрисини чеқип ташлаш чақириқи елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: ирақ дөләт бихәтәрлик ишлири мәслиһәтчиси қасим арачи имам әзәм күллийәсидики мәқбәрисини чеқип ташлаш чақириқлириға қарита, бағдадта дөләтлик истихбарат маслаштуруш кеңишиниң әзалириниң йиғин чақирғанлиқини вә йиғинда, «җәмийәтниң тинчлиқини һуҗум нишани қилған мәзһәппәрәст чақириқларни (йәни имам әзәм әбу һәнифә ән-нуманниң мәқбәрисини чеқип ташлаш чақириқлирини) рәт қилимиз. бихәтәрлик қисимлиримиз бу хил чақириқларға әң күчлүк қарши туриду» дейилгәнликини билдүрди.

қасим арачи йәнә, ирақтики шиәләрниң әң чоң диний алими айәтуллаһ әли әс-систани билән җәмийәтниң  алдинқи қатардики җамаәт әрбаблири вә һәр қайси ирақлиқ қәбилиләрниң җамаәт хәвпсизликигә  зийан йәткүзүшни нишан қилған бу хил чақириқларға қарши «алдини елиш роли» ойниши керәкликини тәкитлиди.

бағдадта радикал шиә  гуруппиларниму өз ичигә алған бәзи даириләр иҗтимаий таратқу арқилиқ пайтәхтниң азамийә райониға җайлашқан имам әзәм әбу һәнифә ән-нуман мәқбәрисини чеқип ташлаш чақириқи елан қилған иди.

буниңған қарита,  имами әзәм күллийәси әтрапидики бихәтәрлик тәдбирлири йуқири сәвийәгә көтүрүлгән вә дөләт бихәтәрлик ишлири мәслиһәтчиси қасим арачи һәмрақлиқидики һәрбий қоманданлири билән азамийә районини зийарәт қилип, тәкшүрүшләрдә болған иди.

бағдадта бир қанчә күн илгириму бир гуруппа (шиәләр) «пайтәхтниң қурғучиси» дәп билинидиған аббаси дәвриниң хәлиписи хәлипә әбу җафәр әл мәнсурниң һәйкилини чеқип ташлаш чақириқи елан қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر