йәмәндә иранниң қоллиши астидики хусийлар мәһбус алмаштурушқа тәййар икәнликини җакарлиди

йәмәндә иранниң қоллиши астидики хусийлар һөкүмәт армийәси билән кәң көләмлик мәһбус алмаштуруш тоғрисида сөһбәтлишишкә тәййар икәнликлирини елан қилди.

1656941
йәмәндә иранниң қоллиши астидики хусийлар мәһбус алмаштурушқа тәййар икәнликини җакарлиди

түркийә авази радийоси хәвири: хусийларниң мәһбуслар комитети башлиқи абдулқадир әл муртаза мәсилә һәққидә «SABA» агентлиқиға байанат бәрди.

муртаза хәлқаралиқ күчләр арилашмайдиған шәкилдә мәһбус алмаштурушқа тәййар икәнликини билдүрүп, «келишимгә (йәмәнниң сабиқ мудапиә министири) мәһмуд әл субәйһи, (пирезидент абдураббу мәнсур һадиниң иниси вә қомандани) насир мәнсур һади вә башқа рәһбәрләр қатнаштурилиду» деди.

йәмән һөкүмитиниң әсир вә мәһбуслар сөһбәт комитетиниң әзаси маҗид фәдайилму елан қилған байанатида, йәмән һөкүмитиниң әстайидиллиқ билән елип берилидиған мәһбусларни алмаштурушқа тәййар икәнликини оттуриға қойди.

узундин буйан сийасий муқимсизлиқ вә тоқунушлар давамлишиватқан йәмәндә, иранниң қоллиши астидики хусийлар билән һөкүмәт оттурисида 2018-йили мәһбусларни алмаштуруш, һудәйдәдә уруш тохтитиш, портлар вә таизниң вәзийити тоғрисида стокһолм келишими имзаланған иди.

стокһолм келишимидин кейин, көп қетим мәһбусларни алмаштуруш үчүн үстәлдә олтурған тәрәпләр 2020-йили өктәбирдә уруш башланғандин буйанқи әң чоң мәһбус алмаштурушни  ишқа ашурған вә бу даиридә, 15 и сәуди әрәбистанлиқ, 4 и суданлиқ болуп, җәмий 1056 мәһбус қойуп берилгән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر