муһәммәд әл мәнфи: түркийә билән болған мунасивәтләрни тәрәққий қилдуруш интайин муһим

ливийә пирезидентлиқ кеңиши рәиси муһәммәд әл мәнфи түркийә билән болған мунасивәтләрни тәрәққий қилдурушниң муһимлиқини тәкитлиди.

1656882
муһәммәд әл мәнфи: түркийә билән болған мунасивәтләрни тәрәққий қилдуруш интайин муһим

түркийә авази радийоси хәвири: ливийә пирезидентлиқ кеңиши ахбарат ишханиси тәрипидин елан қилинған байанатта, муһәммәд әл мәнфиниң түнүгүн ливийәдә зийарәттә болған ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу башчилиқидики һәйәт билән пайтәхт тириполида көрүшкәнлики билдүрүлди.

учришишта түркийә билән ливийә оттурисидики тарихий мунасивәтләрниң чоңқурлуқиға һәмминиң диққити тартилғанлиқи әскәртилди.

байанатта, муһәммәд әл мәнфиниң әнқәрә билән һәмкарлиқ пурсәтлири вә өзара мунасивәтләрни тәрәққий қилдурушниң муһимлиқини тәкитлигәнлики, мәвлут чавушоғлуниң муһәммәд әл мәнфигә җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң саламини йәткүзүп, түркийәниң давамлиқ ливийәниң иттипақлиқи вә муқимлиқини қоллиғанлиқини билдүргәнлики тәкитләнди.

мәвлут чавушоғлу башчилиқидики һәйәт түнүгүн ливийә президентлиқ кеңиши рәиси муһәммәд әл мәнфи, ливийә миллий иттипақлиқ һөкүмити (MBH) баш министири абдул һәмид дибәйбә вә ливийә пирезидент кеңиши әзалиридин абдулла әл-лафи вә муса әл-кони билән көрүшкәндин кейин мәмликәткә қайтқан иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر