җо байдин хитай вә тәйвән боғузиниң муқимлиқи қатарлиқ мәсилиләрни музакириләшти

америка пирезиденти җо байдин G7 рәһбәрлири йиғини даирисидә әнгилийәдә баш вәзирборис җонсон, италийә баш министири марийо дираги вә йапонийә баш вәзири йошиһидә суга билән айрим-айрим учришиш елип барди.

1656926
җо байдин хитай вә тәйвән боғузиниң муқимлиқи қатарлиқ мәсилиләрни музакириләшти
g7 liderleri ingiltere.jpg
aa g7.jpg
g7.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: ақсарай тәрипидаин елан қилинған байанатта, байдинниң италийә баш министири дираги билән өткүзгән учришишида, өзара мунасивәтләрни техиму чоңқурлаштурушқа вәдә бәргәнлики билдүрүлди. икки рәһбәр учришишта йәнә, вухгн вируси (Kovid-19) ға қарши күрәштә йеқиндин һәмкарлишишқа вәдиләшти.

җо байдин италийәниң афғанистанниң тинчлиқи вә бихәтәрликини қоллиғанлиқини мәдһийәлигәндин башқа йәнә, хитай, русийә вә ливийә қатарлиқ ташқи сийасәт мәсилилиридиму дираги билән һәмкарлишишқа келишти.

байдин йапонийә баш вәзири йошиһидә суга билән өткүзгән учришишдиму вухгн вируси, килимат өзгириши, шималий корейә, хитай вә тәйвән боғузиниң муқимлиқи қатарлиқ мәсилиләрни музакирә қилди.

байдин йапонийәдә 23-ийулдики токйо олимпик тәнһәрикәт мусабиқисиниң аммиви сағламлиқ тәдбирлири йолға қойулған шәкилдә өткүзүлүшини қоллап - қуввәтлиди.

америка пирезиденти йәнә, әнгилийә баш вәзири борис җонсон вә австиралийә баш министири скот моррисон билән үч тәрәп йиғини өткүзди.

әнгилийә баш министирлиқи 10-номурлуқ ишханисиниң йазма байанатида, үч тәрәп сөһбитидә, һинди окйан вә тенч окйан районини өз ичигә алған бир қатар мәсилиләрниң музакирә қилинғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, рәһбәрләрниң һинди окйан вә тенч окйандики истратегийәлик бағлинишниң өзгириватқанлиқи, шуңа үч һөкүмәт оттурисидики һәмкарлиқни чоңқурлаштуруш үчүн күчлүк асас барлиқиға даир келишим һасил қилинғанлиқи уқтурулди.

җонсон башлиқлар йиғини даирисидә , германийә баш министири ангела меркел, фирансийә пирезиденти еммануел макрон вә йавропа иттипақи комитети рәиси урсула фондер лейен билән шималий иреландийә келишимнамисиниң йолға қойулуши тоғрисидики чүшинлмәсликләрниму музакириләшти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر