америка украинаға һәрбий йардәм бәрди

америка қошма штатлири украина армийәсигә 150 милйон доллар қиммитидә һәрбий йардәм бәргәнликини елан қилди.

1656644
америка украинаға һәрбий йардәм бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: америка мудапиә министирлиқи — пентагон байанат елан қилип, «мудапиә министирлиқи (украина бихәтәрликкә йардәм бериш пиланиниң бир қисми сүпитидә), украина армийәсиниң дөләтниң земин пүтүнлүкини қоғдиши, чегра бихәтәрликини капаләткә игә қилиши вә шималий атлантик окйан әһди тәшкилати – натоға ара маслишишчанлиқини йахшилишиға һәмдәм болуш үчүн, тәрбийәләш вә һәр хил үскүниләрни өз ичигә алған 150 милйон долларлиқ йардәм болиқи йоллиди» дегәнләрни қәйт қилди.

байанатта, мәзкур 150 милйон долларниң америка дөләт мәҗлиси 2021 малийә йили дөләт мудапиә хамчотидин украинаға берилишини тәләп қилған 250 милйон долларниң бир қисми икәнликигә ишарәт қилинди.

бу йардәмниң украина армийәсиниң алақә, қоманданлиқ, контрол қилиш вә мудапиә иқтидариниң өстүрүлүшигә төһпә қошидиғанлиқи байан қилинған байанатта, йардәм булиқиниң зәмбирәк оқлириға қарши алдин агаһландуруш радари, учқучисиз айропиланға қарши електронлуқ уруш үскүнилири, бихәтәр хәвәрлишиш үскүнилири, бихәтәр тарқақлаштуруш материйаллири вә алақидар тәрбийәләш буйумлирини өз ичигә алидиғанлиқи қәйт қилинди.

министирлиқниң байанатида йәнә, буниң 1-март украинаға берилгән 125 милйон долларлиқ йардәмниң давами икәнлики әскәртилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر