сиси муһәммәд билән сәлман билән көрүшти

мисир пирезиденти абдулфәттаһ сиси сәуди әрәбистан тәхт вариси шаһзадиси муһәммәд бин сәлман билән көрүшти.

1656641
сиси муһәммәд билән сәлман билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: мисир пирезиденти абдулфәттаһ сиси фәйсбуктики рәсмий адресида учур һәмбәһриләп, сәуди әрәбистан тәхт вариси шаһзадиси муһәммәд бин сәлман билән мисирниң шәрмушшәйх шәһиридә өткүзгән учришишида, икки дөләт оттурисидики мунасивәтләрни гүлләндүрүшниң йоллири тоғрисида сөзләшкәнликлирини билдүрди.

сәлманни «қериндишим» дәп атиған сиси, учришишта, һәр икки дөләт үчүн муһим болған район вә хәлқаралиқ мәсилиләр тоғрисидиму пикир алмаштурулғанлиқини қәйт қилди.

у йәнә, мисир билән сәуди әрәбистанни рәсмий вә ғәйрий рәсмий һаләттә бир – биригә бағлап турған алаһидә мунасивәтләрдин иптихарлинидиғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.

сәуди әрәбистан тәхт вариси шаһзадиси муһәммәд бин сәлман 2018 – йили 5 – март вәзипә өткүзүвалғандин кейинки тунҗи чәт әл зийаритини мисирға қаратқаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر