йәмәндә һусийларниң һуҗумида нурғун адәм өлди

йәмәндә иран қоллаватқан һусийларниң мәғриб шәһиригә 2 баллистик башқурулидиған бомба вә 2 учқучисиз һава аппарати билән қилған һуҗумида 8 пуқра һайатидин айрилди, 27 киши йариланди.

1655989
йәмәндә һусийларниң һуҗумида нурғун адәм өлди

түркийә авази радийоси хәвири: мәғриб валий мәһкимисиниң билдүрүшичә, иран қоллаватқан һусийлар мәғриб шәһиригә 2 баллистик башқурулидиған бомба вә 2 учқучисиз һава аппарати арқилиқ һуҗум қилған, һусийлар атқан баллистик башқурулидиған бомбилардин бири, җамаәт намаз оқуватқанда җамәгә чүшкән, һуҗум нәтиҗисидә 8 пуқра һайатидин айрилған, 27 киши йариланған.

һусийлар, 5 – ийун күниму мәғриб шәһиригә һуҗум қилғаниди.

бир май қачилаш понкити нишан қилинған һуҗумда, 2 балини өз ичигә алған 21 адәм һайатидин айрилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر