ғәннушиға суйиқәст қилишниң пиланланғанлиқи илгири сүрүлди

тунистики нәһдә (ойғиниш) һәрикити, партийә рәһбири, шундақла парламент башлиқи рашид әлғәннушиниң һайатиға суйиқәст қилиш тәһдити барлиқи тоғрисида агаһландурди.

1655877
ғәннушиға суйиқәст қилишниң пиланланғанлиқи илгири сүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: нәһдә һәрикити байанат елан қилип, ғәннәшиниң бихәтәрликиниң еғир тәһдит астида икәнликини, бихәтәрлик қисимлириниң ғәнношиға <уни қәстләп өлтүрүшни нишан қилған бир террорлуқ хәвпи барлиқи тоғрисида> мәлумат бәргәнликини билдүрди.

тунис парламенти башлиқи рашид әлғәннушиниң мәслиһәтчиси рийад шуәйби түнүгүн кәчтә байанат берип, бихәтәрлик хадимлиридин ғәнношини қәстләп өлтүрүш хәвипи тоғрисида учур игилигәнликлирини билдүргән вә даириләрниң ғәнношини қоғдаш тәдбирлирини күчәйтидиғанлиқини қәйт қилғаниди.

2019 - йили 11 - айниң 13 - күнидин башлап туниста парламент башлиқилиқ вәзиписини өтәватқан рашид әлғәннуши, һәбиб боргуйба (1956 - 1987) билән ағдуруп ташланған рәһбәр зәйнәлабидин бин әли (1987 - 2011) дәвридики көзгә көрүнгән өктичиләрниң бири һесаблиниду.

һайатиниң 20 йилини сүргүндә өткүзгән ғәнноши, 2011 - йили 1 - айниң 14 - күни — әрәб баһари мәзгилидә тунисқа қайтип кәлгәниди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر