G7 дөләтлириниң йиғини бүгүн башланди

G7 дөләтлириниң рәһбәрлири бүгүн (2021-йили 11-ийун) ваба башланғандин буйан тунҗи қетим галлерға қарашлиқ корнвол (Cornwall) дики карбис (Carbis) та башланған вә 13-ийунғичә давамлишидиған йиғинда өзара учришиду.

1656161
G7 дөләтлириниң йиғини бүгүн башланди

түркийә авази радийоси хәвири: G7 дөләтлириниң йиғини әнглийә баш вәзири борис җонсонниң рийасәтчилик қилиши билән башланди. йиғинға, канада баш министири җастин трудо, фирансийә пирезиденти макрон, германийә баш министири ангела меркел, италийә баш министири марийо драғи (Mario Draghi), йапонийә баш вәзири йошиһидә суга, америка пирезиденти җо байдин, йавропа иттипақи комитетиниң башлиқи урсула фондер лейен вә йавропа кеңишиниң башлиқи чарлиз мишел қатарлиқ рәһбәрләр қатнашти.

бу йилқи йиғинға, австиралийә баш министири скот моррисон (Scott Morrison), җәнубий корейә пирезиденти мун җйаен, җәнубий африқа пирезиденти сийрил рамафоса (Cyril Ramaphosa)  вә һиндистан баш министири моди тәклип қилинди.

һиндистан баш министири модиниң йиғинға, дөләттә йеқинқи күнләрдики барғансери ешиватқан вухән вирусиға мунасивәтлик вәқәләр сәвәбидин 12-ийун синлиқ шәкилдә иштирак қилидиғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر