йәмәндә журналистлар гөрүдә тутулмақта

йәмәндә иран қоллаватқан һусийлар вә террорлуқ тәшкилати әлқаидәниң қолида 11 журналист гөрүдә тутулмақта.

1655274
йәмәндә журналистлар гөрүдә тутулмақта

түркийә авази радийоси хәвири: йәмән журналистлар бирләшмиси тәрипидин «йәмән журналистлар күни» мунасивити билән елан қилинған йазма байанатта, дөләттики ахбарат васитилири мәнсуплириниң әһвали һәққидә мәлумат берилип мундақ дейилди: «<йәмән журналистлар күни> йетип кәлди, әмма 11 журналист техичә һусийлар вә әлқаидәниң қолида. җүмлидин 10 журналист һусийларниң, бири һәзәрмәвт вилайитидә әлқаидәниң қолида. дөләттә ички уруш башланған 2014 – йилдин буйан ахбарат васитилири органлири вә журналистларға қарита 1400 дин артуқ дәпсәнчилик қилмиши садир болди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر