бәшшар әсәд һакимийити күчлири идлиб йезилириға һуҗум қилди

сүрийәдә бәшшар әсәд һакимийити вә иранниң қоллиши астидики террорист гуруппиларниң идлиб җиддийчиликни пәсәйтиш районидики идлиб йезисиға қилған һуҗумида алтә пуқра җенидин айрилди, 13 пуқра йариланди.

1655255
бәшшар әсәд һакимийити күчлири идлиб йезилириға һуҗум қилди

түркийә авази радийоси хәвири: сүрийәдә бәшшар әсәд һакимийити вә иранниң қоллиши астидики террорист гуруппиларниң идлиб җиддийчиликни пәсәйтиш районидики идлиб йезисиға қилған һуҗумида алтә пуқра җенидин айрилди, 13 пуқра йариланди.

сүрийә пуқралар қоғдиниш тәшкилатидин елинған мәлуматларда көрситилишичә, бәшшар әсәд күчлири идлибниң җәнубиға җайлашқан идлиб йезисиға, топ-зәмбирәкләр билән һуҗум қилған. һуҗумда, бир айални өз ичигә алған алтә пуқра җенидин айрилған.

йариланған 13 пуқраниң әтраптики дохтурханиларда давалаш астиға елинғанлиқи, улардин үчиниң әһвалиниң еғир икәнлики әскәртилди.

сүрийә өктичилириниң айропилан көзитиш өйи русийә айропиланлириниң әтигәндә идлибниң җәнубиға җайлашқан мозара, бәлйум, фаттира вә кәфәравид йезилирини бомбардиман қилғанлиқини елан қилди.

2020-йили 5-март русийә пайтәхти москвада, түркийә-русийә уруш тохтитиш келишими түзүлгән иди.

бәшшар әсәд һакимийити пат-пат хилаплиқ қиливатқан болсиму, уруш тохтитиш чоң көләмдә қоғдалмақта. 2017-йилидин 2020-йилиғичә болған мәзгилдә тәхминән 2 милйон киши русийә вә бәшшар әсәд күчлириниң һуҗуми сәвәбидин түркийә чеграсиға йеқин болған районларға көчүшкә мәҗбур болди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر