әсәд күчлири билән униң қоллиғучилири идлибта уруш тохтитиш келишимигә хилаплиқ қилди

әсәд һакимийити күчлири билән униң қоллиғуси иранниң контроллуқи астидики террорчи гуруппилар идлибта уруш тохтитиш келишимигә хилаплиқ қилди.

1653776
әсәд күчлири билән униң қоллиғучилири идлибта уруш тохтитиш келишимигә хилаплиқ қилди

түркийә авази радийоси хәвири: әсәд һакимийити күчлири билән униң қоллиғуси иранниң контроллуқи астидики террорчи гуруппилар, сүрийәниң идлиб җиддийчиликни пәскуйға чүшүрүш районидики уруш тохтитишқа хилаплиқ қилип, пуқралар олтурақ районлириға һуҗум қилди, вәқәдә бир кичик бала қаза қилди.

идлиб вилайитиниң шәрқий җәнубиға җайлашқан мәәррәтуннуман наһийәсидики әсәд һакимийити күчлири, идлибниң җәнубидики M4  таш йоли бойидики барә, иһсам, бәйлун вә кәнсәфра йезилириға қуруқлуқтин һуҗум қилиш арқилиқ уруш тохтитиш келишимигә хилаплиқ қилди.

һуҗумларда бир кичик бала қаза қилди, йәнә бир бала йариланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر