исраилийә армийәси ғәззәни бомбардиман қилишни давамлаштурмақта

исраилийә армийәси ғәззәгә һавадин һуҗум қилишни давамлаштурмақта؛ ғәззәниң охшаш болмиған җайлиридики бәзи аммиви орунлар, териқчилиқ йәрлири вә бихәтәрлик орунлириға һавадин һуҗум қилди.

1641174
исраилийә армийәси ғәззәни бомбардиман қилишни давамлаштурмақта

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ички ишлар министири сүләйман сойлу, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң «софи нурәттин» тәхәллуслуқ әзасиниң уҗуқтурулуши мунасивити билән миллий истихбарат тәшкилати билән түркийә армийәсини тәбриклиди.

министир сүләйман сойлу, п к к ниң омумий сүрийә мәсули «софи нурәттин» тәхәллуслуқ террорчиниң бир тәрәп қилинғанлиқи мунасивити билән твиттердики адресида  учур һәмбәһрилиди.

у учурида, түркийәниң бәл қойувәтмәслик күришини қәтийлик билән давамлаштуруши, баш қомандан җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң рәһбәрликидә софи нурәттинниң бир тәрәп қилинғанлиқини тәкитләп: «нөвәт өңкүрләрдин бешини чиқиралмайватқан башқа каттибашлирида. миллий истихбарат тәшкилати вә түркийә армийәсини тәбрикләймән» дегән ибариләргә орун бәрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر