иран американиң исраилийәгә қорал сетип бериш тоғрисидики қарарини әйиблиди

иран ташқи ишлар министири муһәммәд җәвад зәриф, исраилийәгә йуқири сәзгүрлүккә игә қорал сетип беришни тәстиқлиған америка һөкүмитини әйиблиди.

1641306
иран американиң исраилийәгә қорал сетип бериш тоғрисидики қарарини әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: иран ташқи ишлар министири муһәммәд җәвад зәриф: «америка қошмаиштатлири техиму көп балини техиму сәзгүрлүк билән өлтүрәлиши үчүн исраилийәгә йәнә 735 милйон долларлиқ йуқири сәзгүрлүккә игә башқурулидиған бомбиларни бериду» деди.

министир муһәммәд җәвад зәриф қамал астидики ғәззәгә шиддәтлик һуҗум қилишни давамлаштуруватқан исраилийәгә 735 милйон долларлиқ йуқири сәзгүрлүккә игә қорал сетип беришни тәстиқлиған вә б д т хәвпсизлик кеңишиниң һуҗумларни тохтитиш йолидики тиришчанлиқлириға тосқунлуқ қилған америка һөкүмитигә наразилиқ билдүрди.

зәриф твиттердики адресида байанат елан қилип: «америкада йасалған оқ- дорилар бигунаһ пәләстинликләрниң үстигә йеғиватқан бир пәйттә, америка техиму көп балини техиму сәзгүрлүк билән өлтүрәлиши үчүн исраилийәгә йәнә 735 милйон долларлиқ йуқири сәзгүрлүккә игә башқурулидиған бомбиларни бериду» дегәнләрни қәйт қилди.

министир зәриф, американиң йәнә, б д т ниң исраилийәниң пәләстингә қиливатқан һуҗумлири тоғрисида елан қилишни пиланлаватқан бирләшмә байанатиғиму тосқунлуқ қилғанлиқиға ишарәт қилип: «америка б д т ниң кичиккинә байанатиғиму тосқунлуқ қилмақта. исраилийә вә қоллиғучиси рәзил әпти бәширисини намайан қилмақта, буларни дунйа көрмәктә» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر