һәниййә мисирлиқ әмәлдарлар билән уруш тохтитиш мәсилиси тоғрисида сөзләшти

пәләстин исламий қаршилиқ көрситиш һәрикити – һамасниң сийасий бийуроси башлиқи исмаил һәниййә мисирлиқ әмәлдарлар билән «исраилийә билән уруш тохтитиш» мәсилиси тоғрисида сөзләшти.

1641374
һәниййә мисирлиқ әмәлдарлар билән уруш тохтитиш мәсилиси тоғрисида сөзләшти

түркийә авази радийоси хәвири: исмаил һәниййәниң мәтбуат ишлири мәслиһәтчиси таһир нуну иҗтимаий таратқудики адресида байанат елан қилип, һамас рәһбириниң мисирлиқ әмәлдарлар билән телефон сөһбити өткүзгәнликини уқтурди.

нуну байанатида, һәниййәниң исраилийәниң ғәззәгә қаратқан һуҗумлирини тохтитиш үчүн күч чиқириватқан мисирлиқ әмәлдарлар билән көрүшкәнликини әскәртти.

мисир ташқи ишлар министири сәмиһ шукри 16 – май син көрүнүшлүк һаләттә иштирак қилған б д т хәвпсизлик кеңиши йиғинида, мисирниң сүркилиш башлиғандин буйан уруш тохтитишниң капаләтләндүрүлүши вә тинчлиқ сөһбәтлирини башлаш үчүн алақидар тәрәпләр билән көрүшүватқанлиқини билдүргәниди.

исраилийәниң 10 -  майдин буйанқи ғәззәгә қаратқан һуҗумлирида 61 нәпири кичик бала, 36 нәпири айал болуп җәмий 212 адәм шеһит болди, 1400 адәм йариланди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر