бийонтек-файзер ваксинасиниң сақлаш муддитиға өзгәртиш киргүзүлди
йавропа дора агентлиқи (EMA) бийонтек-файзер вухән вируси (Kovid-19) ваксинасини нормал тоңлатқу шараитлирида бир айғичә сақлиғили болидиғанлиқини билдүрди.
1641418
түркийә авази радийоси хәвири: йавропа дора агнетлиқи бийонтек билән файзер тәтқиқ қилип йасиған «комирнати» (Comirnaty) ваксинасини сақлаш қаидәсигә өзгәртиш киргүзүлгәнликини елан қилди.
байанатта, музлатқулардин чиқирилип ағзи ечилмиған ваксиналарниң температураси 2 гирадустин 8 гирадусқичә болған нормал тоңлатқу шараитлирида бәш күн әмәс, 31 күнгичә сақлиғили болидиғанлиқи қәйт қилинди.
байанатта, ваксинани сақлаш вә тошуш ишлириға өзгәртиш киргүзүлүшиниң, әмләш ишлириға пайдилиқ икәнлики әскәртилди.
бийонтек-файзер ваксинаси 2020-йили декабирда йавропа иттипақиниң тәстиқини алған болуп, 2021-йилниң бешидин башлап әмләш ишлири башланған иди.