исираилийә ғәззәдин етилған ракеталарни тосуш үчүн қанчә пул хәҗләйду?

ғәззәдин етилған һәр бир ракетани «төмур қуббә» намлиқ һава қалқан мудапиә системиси тәрипидин пачақлап ташлашниң, исираилийәни 50 миң доллардин 100 миң долларғичә чиқмға учритидиғанлиқи билдүрүлди.

1640654
исираилийә ғәззәдин етилған ракеталарни тосуш үчүн қанчә пул хәҗләйду?

түркийә авази радийоси хәвири: ғәззәдин етилған һәр бир ракетани «төмур қуббә» намлиқ һава қалқан мудапиә системиси тәрипидин пачақлап ташлашниң, исираилийәни 50 миң доллардин 100 миң долларғичә чиқмға учритидиғанлиқи билдүрүлди.

исираилийә таратқулиридики хәвәрләрдә қәйт қилинишичә, һамасниң 14 миңдин артуқ ракетасиниң барлиқи, буларниң бир қисминиң йирақ мусапилиқ болуп, тел авив, һайфа вә әйлат қатарлиқ шәһәрләргә йетип баралайдикән.

ибрани универстети дөләт бихәтәрлик тәтқиқатлири иниститутиниң тәтқиқатчиси узи рубин һамасниң әң йеңи ракеталириниң хираҗитиниң наһайити төвән икәнликини әскәртти.

у һамас ракеталириниң пат йеқинда ахирлишидиғанлиқини рәт қилип, һамасниң һәрбий қанити иззәддин әлқассам биригадиси ишләткән аййаш ракетасиға има қилған һалда, исираилийә армийәсиниң һамасниң әйлат райониға йетип баралайдиған ракетасиниң барлиқини алдин биләлмигәнликини вә исираилийә истихбаратида йетәрсиз тәхминләрниң барлиқини қәйт қилди.

исираилийә даирилири ғәззәдин етилған ракеталарни пачақлап ташлашқа кетидиған хираҗәт тоғрисида байанат елан қилмиди. әмма, ғәззәдин исираилийәгә йәттә күндә 3 миң 100 ракета етилғанлиқи билдүрүлди.

әлқассам биригадиси мусаписи 250 километирдин артуқ болған вә зор вәйран қилиш күчигә игә аййаш ракетасиниң ишлитилишкә башланғанлиқини қәйт қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر