блинкен бәш дөләтниң ташқи ишлар министирлири билән көрүшти

антони блинкен, мисир, сәуди әрәбистан, қатар, пакистан вә фирансийә ташқи ишлар министирлири билән көрүшүп, исираилийә-пәләстин мәсилисидә зораванлиқни ахирлаштуруш вә хатирҗәмликни капаләткә игә қилиш тиришчанлиқлирини музакирә қилди.

1640529
блинкен бәш дөләтниң ташқи ишлар министирлири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министирлиқиниң байанатчиси нед прайс (Ned Price) ташқи ислар министири антони блинкенниң бәш дөләтниң ташқи ишлар министирлири билән өткүзгән телефон сөһбити тоғрисида йазма байанат елан қилди.

антони блинкен мисир ташқи ишлар министири сәмиһ шукри билән көрүшкәндә, исираилийә билән пәләстингә өзлирини тутувелишни вә зораванлиқни тохтитишни чақириқ қилип, мисирниң бу җәһәттики тиришчанлиқлириға тәшәккүр ейтти.

у сәуди әрәбистан ташқи ишлар министири файсал бин фарһан  алсууд билән көрүшкәндә, исираилийә, ғәззә вә ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқидики зораванлиқларни тохтитиш тиришчанлиқлирини музакирә қилди.

у пәләстин вә исираилийәдә өлүм-йетим һадисилириниң көрүлгәнликидин биарам болғанлиқини қәйт қилди.

пәләстинликләр билән исираилийәликләрниң охшаш дәриҗидә әркин, бихәтәр, шәрәп вә параван һалда йашаш һоқуқиниң барлиқини әскәрткән блинкен, алсууд билән йәмәнниң нөвәттики вәзийити вә сәуди әрәбистандики кишилик һоқуққа мунасивәтлик йеңи мәсилиләрниму музакирә қилди.

у қатар ташқи ишлар министири муһәммәд бин абдурраһман алсани вә фирансийә ташқи ишлар министири ле җрийан билән көрүшкәндә, исираилийә-пәләстин мәсилисидә ешиватқан зораванлиқларни ахирлаштурушқа мунасивәтлик мусапиләрни музакирә қилди.

пакистан ташқи ишлар министири мәһмут қурәйши билән көрүшкәндә, афғанистан тинчлиқ мусаписини пакистанниң давамлиқ қоллишиниң әһмийитини тәкитлиди вә америка-пакистан оттурисидики һәмкарлиқларниң давамлишидиғанлиқидин бешарәт бәрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر