исраилийәниң пәләстинликләргә қилған һуҗумида шеһит болғанларниң сани 174 кә йәтти

ғәззәдики сәһийә министирлиқи 10-майдин буйан исраилийәниң ғәззәгә қиливатқан һуҗумлирида 47 кичик бала вә 29 айални қошқанда, җәмий 174 пәләстинликниң һайатидин айрилғанлиқини елан қилди.

1640152
исраилийәниң пәләстинликләргә қилған һуҗумида шеһит болғанларниң сани 174 кә йәтти

түркийә авази радийоси хәвири: пәләстин сәһийә министирлиқиниң байанатчиси әшрәф әл қудра синлиқ байанатида, хәлқара җәмийәтни исраилийәниң һуҗумлирини тохтитиш үчүн һәрикәткә өтүшкә вә конкрет қәдәмләрни ташлашқа чақирди.

бу арилиқта, исраилийә ғәззәдики әмгәк вә иҗтимаий тәрәққийат министирлиқи җайлашқан икки бинани бомбардиман қилди.

исраилийә армийәси йәнә деңиздин ғәззә шәһири деңиз саһилиғиму һуҗум қилди.

исраилийә уруш айропиланлири болса, ғәззәниң мисир чеграсидики икки бихәтәрлик мәркизини бомбардиман қилди.

исраилийә уруш айропиланлири йерим кечидин кейин ғәззәниң охшимиған җайлириға һавадин һуҗум қилған иди.

ғәззәниң ғәрбидики әрримал райониға қилинған һава һуҗумида нурғун туралғулар вәйран болуп, 5 кичик бала бина харабилиқлири астидин қутқузувелинған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر