исмаил һәниййә: исраилийәни мәсҗиди әқсаға қол узатмаслиқ һәққидә қайта-қайта агаһландурдуқ

һамас сийаси бейруси башлиқи исмаил һәниййә исраилийәни мәсҗиди әқсаға қол узатмаслиқ һәққидә қайта-қайта агаһландурғанлиқини билдүрди.

1640082
исмаил һәниййә: исраилийәни мәсҗиди әқсаға қол узатмаслиқ һәққидә қайта-қайта агаһландурдуқ

түркийә авази радийоси хәвири: исмаил һәниййә қатарниң пайтәхти доһада өткүзүлгән пәләстинни қоллаш паалийитигә син йиғини арқилиқ қатнашти.

һамас рәһбири паалийәттики нутуқида, «қиблимиз, кимликимиз, етиқадимиз вә инқилаблиримизниң қозғатқучиси болған мәсҗиди әқсаға қол тәккүзмәслик һәққидә дүшмәнлиримизни көп қетим агаһландурдуқ» деди.

исмаил һәниййә: «қаршилиқ бизниң истратегийәлик таллишимиздур. биз мәсҗиди әқсаға қол тәккүзүлишигә қарап турмаймиз. қуддус вә мәсҗиди әқса азад қилинмиғучә қаршилиқни тохтатмаймиз. бу әвладлар буни ишқа ашуралайду» деди.

исмаил һәниййә йәнә, исраилийәниң лид шәһиридики кочиға чиқишни чәкләш бәлгилимиси үстидиму тохтилип, «ғәззә 15 йилдин буйан қоршав астида турмақта. әмма  бүгүн дүшмәнниң шәһәрлиридә кочиға чиқишни чәкләш бәлгилимиси йолға қойулмақта» деди.

пәләстинниң қаршилиқ көрситиш һәрикитиниң ғәззәгә қарита һечқандақ тәлипи йоқлиқини тәкитлигән һәниййә бу күрәшниң қуддус, мәсҗиди әқса, шәйх җәрраһ вә вәтәнгә қайтиш һоқуқи үчүн елип берилғанлиқини тәкитлиди.

 

исмаил һәниййә: «қуддус вә мәсҗиди әқса зионизимға қарши күрәшниң асасини тәшкил қилиду. мәсҗиди әқсаниң бизниң қизил сизиқимиз икәнлики һәққидә агаһландурушта болдуқ. нетанйаһуға от билән ойнашмаслиқи керәкликини ейттуқ» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر